Мән тирик туғулған өз жутум билән,
Шеиримда йенип турған отум билән!!!...

Шеирни-тәхтим, қәләмни-бәхтим дәп билгән... 

 

          Хелил Һәмраев қириқ жилдин ошуқ вақит үнүмлүк вә ярқин қәләм тәврәткән намәндиләрниң биридур. Мавзу-идея җәһәттинму, бәдиий-жанрлиқ җәһәттинму 60 – 80 – жиллиридики  Қазақстан уйғур поэзиясиниң тәрәққият җәриянини униң иҗади өзидә муҗәссәмләндүрүлгән дәп ейтишқа толуқ асас бар.

         Х. Һәмраев – иҗадийәттә мурәккәп йолни бесип өткән қәләм саһиби. Бу йол маһарәт чоққисиға интилиш вә издиниш йоли болған еди. Әйнә шу интилиш вә издиниш җәриянида шаир һаятниң хилму-хил һадисилирини вә инсан қәлбиниң назук тарлирини илһамға асас қилип, йеңи-солун бәдиий васитә-бояқларни тепиши һәм ишлитиши билән алаһидә көрүнгән еди. Шаир иҗадийитини шәрһилигүчи сүпитидә шуни тәкитләймәнки,

Х. Хәмраев әсәрлириниң һаятлиқ негизи, реалистик сүпити һаман ешип, бәдиийлиги һаман мукәммәллишип барди.

© Xelil-Xamraev    ="Книга отзывов"

 

Конструктор сайтов - uCoz